|
Миллий тәрбийәниң уютқиси ата-ана.
[ Скачать с сервера (34.0 Kb)
]
| 26.01.2015, 12:37 |
Мавзуси: Миллий тәрбийәниң уютқиси ата-ана. Мәхсити: 1. Миллий урпи-адәтлири тоғрилиқ тәпсилий чүшиник берши. 2.Миллий урпи-адәтләрниң түрлирини әстә сақлап күндилик турмушта қолунуватқан адәтләндүрүши. 3.Өз урпи адәтлирини қәдирләйдиған яш әвлатни тәрбийәләш. Пайдилинидиған көрнәклик: буклетлар, қанатлиқ сөзләр. Түри: мусабиқә Тәрбийә саатниң берилиши: І. Уюштуруш қисми. Һөрмәтлик устазлар, ата-анилар 2в-синип оқуғучилириниң ата-анилири тәрипидин тәйярланған. «Миллий тәрбийәниң уютқуси ата-ана» намлиқ мусабиқичә хуш кәпсиләр. Доклад «Ұлттық салт-дәстүрдің тәрбиелік мәні» Мусабиқә: 6 бөлүмдин туриду. 1-бөлүм Өзини тонуштуруш 2-бөлүм Миллий урпи-адәтлиримиздин көрүнүш көрситиш. 3-бөлүм Чач өрүш 4-бөлүм Кәштә тоқуш 5-бөлүм Миллий таамлиримиз 6-бөлүм Ойлан тап Мусабиқини башлаштин бурун жюри әзалирини сайлап алайли. 1. Бекбосынова Кадирқиз-директорниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари. 2. Жанпеисова Гульмира-директорниң оқуш ишлири бойичә орунбасари. Қени ундақ болса мусабиқичә қатнашқучи аниларни тәклип қилайли.
1-топ «Меһриванлиқ» 1. Хамраева Мәрийәм 2. Садирова Рошәнгүл 3. Ниязова Захидам 4. Махсутова Сахинур
2-топ «Ғәмхорлуқ» 1. Хусаинова Мадинам 2. Халилова Майнурам 3. Касимова Бахаргүль 4. Баратова Малика
1-бөлүм Өзини тонуштуруш. Һәр топтики ата-нилар өзлирини вә намини тонуштуруп өтиду. Жюри әзалири баһалирини қойиду. 2-бөлүм Миллий урпи-адәтлиримиздин көрүнүш көрситиш.
1-топ Балини бөшүккә бөләш. 2-топ Балиниң исмини қоюш. Жюри әзалири өз баһалирини қойиду.
3-бөлүм. Чач өрүш Қизларға ян-янлиқ гөзәллик йәни жан гөзәллиги билән қошуп, тән гөзәллиги бирдәк болғини яришиду. Яшлиқниң өзи-гөзәлликниң, назуклиқниң бәлгүси. Қиз балиларниң көркәм болуп өсүшигә ата-анилар көп көңүл бөлиду. «Атниң көрки-яйла, гөзәлниң көрки чач» дәп уққан анилар қизниң чечини дурус күтүп өсүрүшни һүнәр қилған. Чачни яхши өсириши үчүн қетиқ билән, хина билән жуйғузған дурус. Чачни һәр түрлүк қилип өрүш қизларниң көрки болған. Униңға қазақ хәлқиниң қиз билән жигит айтисидики: «Атымды әкем сүйіп Несіп қойған, Шашымды бестемшелеп есіп қойған» дегән сөз дәлил болалайду.
2-топ Чач өрүйду. Нахша: «Атам бар» 4-бөлүм Кәштә тоқуш
Бизниң уйғур хәлқиниң урпи адәтлиридә кәштә бесишиму чәттә қалмиған. Анилиримиз бош вақитлирини уйғур нәқишлирини, гөзәл допиларға кәштә бесишни мәшиқ қилған. Допиларниң ичидә қәшқәр дописи әң чирайлиқ допидур. Һазир икки топ кәштә тоқуш арқилиқ чепишиду. Анилар кәштә тоқуп болғичә залда олтарған ата-анилар билән пикир талаш жүргизәйли. 1. Қандақ миллий оюн түрлирини билисиз, һазир уларни бизниң балилиримиз ойнамду? 2. Бурун бизниң уйғур қизлиримизниң чечи немишкә узун еди, һазир болса һәммисиниң қисиқа? 3. Уйғур қиз балилириниң исмини атап бериң. 4. Уйғур қизлириниң миллий кийимлирини атап бериң. 5. Уйғур оғул балилириниң исмини атап бериң? 5-бөлүм Миллий таамлиримиз Һәр топ өз миллий таамлириниң тәйярлиниш тоғрисида чүшәнчә бериду. Уйғур хәлқи әзәлдин меһман дост хәлиқ болған. өйгә меһман кәлгәндә егилип салам берип хуш чирай билән қарши алған. Астиға көрпә селип дәсләп дәстиханға нан елип кәлгән. Меһманға һәр түрлүк әтиварлиқ тамақларни һазирлиған. 6-бөлүм Ойлан тап. 1. Ата-өйниң түвриги ... 2. Ана билән бала... 3. Атиға қарап оғул өсәр... 4. Ата алдида хизмәт... 5. Атаңға немә қилсаң .. 6. Ата рази-... Жюри әзалириға сөз бериш. Улар өз баһалирини һесаплиғичә 2 в-синип оқуғучилири тәрипидин тәйярланған уссуллирини диққитиқларға һавалә қилимиз. 1. Уссул «Омақ» 2. Уссул «Гөзәл»
|
Категория: Воспитательный час | Добавил: shakhiii
|
Просмотров: 2175 | Загрузок: 88
| Рейтинг: 0.0/0 |
Добавлять комментарии могут только зарегистрированные пользователи. [ Регистрация | Вход ]
|
|
|